«әрән қиш-11» зәрбә бериш һәрикити башланди

муш вә дийарбакирда «әрән қиш - 11» намлиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға зәрбә бериш һәрикити башланди.

1742915
«әрән қиш-11» зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт ичидики террорлуқ торлирини үзүл - кесил йоқитишни нишан қилған «әрән қиш зәрбә бериш һәрикәтлири» қәтийлик билән давам қилмақта.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, п к к террорлуқ тәшкилатини дөләтниң күнтәртипидин чиқириветиш вә районни макан тутуватиду, дәп қариливатқан террорчиларни йоқитип ташлаш мәқситдә муш вә дийарбаркирда «әрән қиш – 11 (шәййайла) шеһит жандарма биринчи лейтинант исмаил морай» намлиқ зәрбә бериш һәрикити башланғанлиқини уқтурди.

һәрикәттә тунҗәли жандарма районлуқ қоманданлиқиниң башқуруши астида 1300 хадим вәзипә өтәйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر