қалин: хәлқара җәмийәт көчмәнләр киризисини һәл қилишта мәғлубийәткә учриди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, хәлқара җәмийәтниң қанунсиз көчмәнләр киризисини бир тәрәп қилишта мәғлубийәткә учриғанлиқини оттуриға қойди.

1742921
қалин: хәлқара җәмийәт көчмәнләр киризисини һәл қилишта мәғлубийәткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, италийә ташқи ишлар министирлиқи билән хәлқара сийасий тәтқиқатлар институтиниң орунлаштурушида римда чақирилған 7 – нөвәтлик ақдеңиз дийалог мунбириниң «оттура шәрқ вә шималий африқада күч тәңпуңлуқи вә америка мәвҗутлуқиниң кәлгүси» темилиқ йиғиниға иштирап қилип, хәлқара җәмийәтниң қанунсиз көчмәнләр киризисини бир тәрәп қилишта мәғлубийәткә учриғанлиқини оттуриға қойди.

түркийәниң төт милйон сүрийә пуқрасини күтүвалғанлиқини тилға алған қалин,  йавропа иттипақи билән имзаланған көчмәнләр келишиминиң қайтидин музакирә қилиниши керәкликини, ғәрб дөләтлириниң бу җәһәттики сийаситиниң тоғра әмәсликини, тәртипсиз көчмәнләргә пәқәт санлиқ мәлумат сүпитидә қариливатқанлиқини тәкитлиди.

байанатчи ибраһим қалин, йавропа иттипақиниң көчмәнләр мәсилиси үчүн түркийәгә аҗритип бәргән 6 милйард йавро йардими тоғрисидиму тохтилип: «әгәр биз мәсилиниң чоңлуқини ойлишидиған болсақ, бу һечнимә әмәс» деди.

у йиғиндин кейин байанат берип, түркийәниң шәрқий ақдеңиздики актип сийасити һәққидә тохталди؛ җумһур рәис әрдоғанниң ақдеңиз дөләтлири билән йахши мунасивәт орнитиш үчүн қойуқ дипломатийә елип бериватқанлиқини байан қилған қалин, әрдоғанниң бир йилдин көпрәк вақит илгири һәм йавропа иттипақи һәмдә башқа дөләтләрни шәрқий ақдеңиз йиғини ечишқа чақирғанлиқини хатирилитип өтти.

ибраһим қалин йәнә, түркийәниң сүрийә вә ливийәниң земин пүтүнлүки вә бирликини қоллайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر