ливийә бирләшмә һәрбий комитети әнқәрәдә учришиш өткүзди

ливийәдики 5 +5 бирләшмә һәрбий комитетиниң тәлипигә асасән, пайтәхт әнқәрәдә һәйәтләр ара учришиш өткүзүлди.

1742874
ливийә бирләшмә һәрбий комитети әнқәрәдә учришиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәгә йардәм бериш өмики васитиси билән өткүзүлгән учришишта,  2021- йили 10- айниң 8- күни җәнвәдә ливийә 5 +5 бирләшмә һәрбий комитети тәрипидин елан қилинған «һәрикәт пилани» һәққидә мәлумат берилгәнликини, һәмдә ливийәниң тинчлиқи, муқимлиқи вә бихәтәрлик үчүн ташлинидиған қәдәмләрниң музакирә қилинғанлиқини уқтурди.

йиғинда, түркийә билән ливийә оттурисидики тарихий мунасивәт вә қойуқ достлуқ алаһидә тилға елинип, земин пүтүнлүки вә миллий иттипақлиқини капаләткә игә қилип, тинч, хатирҗәм йашайдиған бир ливийәниң шәкиллинишигә төһпә қошидиған хизмәтләрни давамлаштурушниң әһмийитиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر