ағри, әрзурум вә карс вилайәтлиридә «әрән қиш-10» һәрикәтлири башланди

ағри, әрзурум вә карс вилайәтлиридә, «әрән қиш-10, чәчмә-мадур шеһит жандарма йүзбаши фарһат чифитчи» һәрикити башланди.

1742419
ағри, әрзурум вә карс вилайәтлиридә «әрән қиш-10» һәрикәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири:  ички ишлар министирлиқи ағри, әрзурум вә карс вилайәтлиридә,  «әрән қиш-10» һәрикити башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт күнтәртипидин чиқириш вә террористларни мөкүнгән җайлирида  йоқитиш мәқситидә, ағри, әрзурум вә карс вилайәтлиридә башланған һәрикәтләрдә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә һәрикәт әтрити вә бихәтәрликни қоғдаш әтрәтлиридин болуп җәмий 790 хадимниң вәзипә өтигәнлики билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«мәмликәт ичидә террорлуқни пүтүнләй йоқитиш мәқситидә башланған әрән қиш һәрикәтлири, хәлқимизниң күчлүк қоллиши астида йүксәк ишәнч вә қәтий ирадә билән мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر