алтун: түркийәни қудрәт тапқузуш нишанимизға йетиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, експортниң бу йил нойабир ейида алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 33.4 ешип, 21.5 милйард долларға йәткәнликини билдүрди.

1742216
алтун: түркийәни қудрәт тапқузуш нишанимизға йетиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, експортта түркийә җумһурийити тарихидики әң зор айлиқ мувәппәқийәтниң қолға кәлтүрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: ««биз қисқа вақит ичидә байқиған тәбиий газ записиниму чиқиришқа башлиғинимизда, енергийә  үчүн ташқи перевотниң сиртқа чиқиш нисбити төвәнләйду, бу болса хәлқимизгә сетивелиш күчи вә параванлиқ елип келиду. биз  җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә түркийәни қудрәт тапқузуш нишанимизға йетиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر