шәнтоп түркийәниң полша билән өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп полша билән һәр саһә бойичә икки тәрәплик вә көп тәрәплик һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1741934
шәнтоп түркийәниң полша билән өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: мустафа шәнтоп полшадики учришишлири даирисидә, түнүгүн (2021-йили 1-нойабир) кеңәш палатасиниң башлиқи томасз гродзки (Tomasz Grodzki) билән көрүшти.

у көрүшүштә, дост вә иттипақдаш полшани зийарәт қилғанлиқидин хушал икәнликини билдүрүп: «түркийә билән полша алтә әсирдин артуқ дипломатик мунасивәтләргә игә икки дост вә иттипақдаш дөләт һесаблиниду. дөләтлиримиз оттурисида күчлүк инсаний мунасивәтләр вә үлгилик өзара һәмкарлиқ мунасивәтлиримиз бар. тарихта мунасивәтлири бунчилик узун вә зич болған көп дөләт йоқ» деди.

у 2009-йили истратегийәлик шериклик сәвийәгә көтүрүлгән икки дөләт мунасивәтлириниң иҗабий илгирилиши вә йеқинқи мәзгилләрдә йуқири сәвийәлик учришишлар сүритиниң тезлишишиниң кишини мәмнун қилдиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«полша билән һәр саһә бойичә икки тәрәплик вә көп тәрәплик һәмкарлиқларни техиму тәрәққий қилдурушни арзу қилимиз.»

у полшаниң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини қоллиғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтти.

полша кеңәш палатасиниң башлиқи томасз гродзки түркийә билән полша оттурисида һәр саһә бойичә мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш йошурун күчиниң барлиқини, түркийәниң полшалиқлар сайаһәт қилишта биринчи болуп  таллайдиған дөләт икәнликини билдүрди.

мустафа шәнтоп вә униңға һәмраһ болған һәйәт варашава пилсудки (Pilsudski) мәйданидики намсиз әскәрләр хатирә мунариға гүлчәмбирәк қойди. мустафа шәнтоп бу йәрдики хатирә дәптиригә беғишлима йазди вә хатирә мунари тоғрисида мәлумат алди.

мустафа шәнтоп вә һәйәт варашава хан сарийиниму зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر