чавушоғлу латвийә дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини үчүн дөләт ишлири зийаритидә болуватқан латвийәдә саһибхан дөләтниң дипломатийә министири едгарс ринкевич билән көрүшти.

1741381
чавушоғлу латвийә дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу билән ринкевич, пайтәхт ригада давамлишиватқан шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғининиң  иккинчи күнидики олтурушлири әснасида бир йәргә җәм болди.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «учришишта, латвийә билән сийасий вә иқтисадий һәмкарлиқимизни тәрәққий қилдуруш ирадимизниң қәтийликини қайта тәкитлидуқ.»

чавушоғлу, илгириму голландийә вә әнглийә дипломатийә министирлири билән көрүшкәниди.

министир чавушоғлу, голландийә дипломатийә министири кнапен билән бир йәргә җәм болғандин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, учришишта, икки дөләт оттурисидики сода – иқтисад мунасивәтлири вә афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини билдүргәниди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири лиз трас биләнму бир йәргә җәм болған чавушоғлу, учришишта, дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш, тәртипсиз көчмәнләр вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилғаниди.

 чавушоғлуниң, шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә, үч тәрәплик учришишларни елип беришни давамлаштуруши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر