чавушоғлу голландийә вә әнглийә дипломатийә министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу латвийәниң пайтәхти ригада өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғининиң биринчи күнидики олтурушиға қатнашқандин кейин, икки тәрәплик учришишларни елип барди.

1741166
чавушоғлу голландийә вә әнглийә дипломатийә министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, алди билән, голландийә дипломатийә министири бен кнапен билән көрүшти.

министир чавушоғлу, голландийә дипломатийә министири кнапен билән бир йәргә җәм болғандин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, учришишта, икки дөләт оттурисидики сода – иқтисад мунасивәтлири вә афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини билдүрди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири лиз трас биләнму бир йәргә җәм болған чавушоғлу, учришишта, дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш, тәртипсиз көчмәнләр вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилди.

 чавушоғлуниң, шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини даирисидә, үч тәрәплик учришишларни елип беришни давамлаштуруши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر