әрдоған: мейипларни ишқа орунлаштуруш җәһәттә рекорт йараттуқ

җумһур рәис әрдоғанниң измирниң мәнәмән наһийәсидә өткүзүлгән «тосуқларни бирликтә йәңдуқ - измир учришиши» паалийити җәрйанидики көрүнүшлири ортақлишилди.

1739986
әрдоған: мейипларни ишқа орунлаштуруш җәһәттә рекорт йараттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзлириниң (19 йиллиқ һакимийәт йүргүзүш мәзгилидә) һазирғичә 62 миң 337 мейипни ишқа орунлаштуруш арқилиқ бу саһәдә рекорт йаратқанлиқини, һәмдә бу санниң кәлгүсидә техиму көпийидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

җумһур рәис әрдоғанниң измирниң мәнәмән наһийәсидә өткүзүлгән «тосуқларни бирликтә йәңдуқ - измир учришиши» паалийити җәрйанидики көрүнүшлири ортақлишилди.

өзиниң тәнтәрбийә, сәнәт, маарип вә сода һайатида мувәппәқийәт һекайилири йазған мейиплар билән көрүшкәнликидин толиму хушал икәнликини билдүргән әрдоған, бу әһмийәтлик йиғилишқа иштирак қилған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «биз һазирға қәдәр 62 миң 337 мейипни ишқа орунлаштуруш арқилиқ бу саһәдә рекорт йараттуқ. нөвәттә, мейипларниң омумий һөкүмәт хизмәтчилири арисидики нисбити %2 кә йеқинлашти. ишинимәнки, бу сан алдимиздики мәзгилдә техиму көпийиду. силәр тосуқларни йеңишниң һәммидин аввал бир ишәнч мәсилиси икәнликини һәр күни испатлаватисиләр, биз силәрниң тәнтәрбийә, сәнәт, сода һайати, сийасәт, маарип вә башқа саһәләрдә қолға кәлтүргән нәтиҗилириңлардин пәхирлинимиз. биз мейип қериндашлиримизниң турмуштики барлиқ саһәләргә һечқандақ тосалғусиз һаләттә иштирак қилишиға капаләтлик қилиш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришчанлиқ көрситиватимиз. мәктәплиримиз, шәһәрлиримиз вә кочилиримизни қайта бәрпа қилиш арқилиқ мейип қериндашлиримизниң алдимиздики тосуқларни бир - бирләп йоқитишқа тиришиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر