түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 213 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 213 кишиигә йәтти

1739962
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 213 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 350 миң 385 киши тәкшүрүлди вә булардин 21 миң 655 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 20 миң 7 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 120 милйон 114 миң 498 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر