түркийә қирғизистандики сайламниң ғәлибилик ахирлашқанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди

түркийә қирғизистанда өткүзүлгән парламент сайлиминиң тинчлиқ вә хатирҗәмлик ичидә ғәлибилик ахирлашқанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини уқтурди.

1739946
түркийә қирғизистандики сайламниң ғәлибилик ахирлашқанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «2021- йили 11- айниң 28-күни қирғизистанда өткүзүлгән парламент сайлиминиң тинч вә хатирҗәм һаләттә ахирлашқанлиқидин хушалландуқ. биз узунға созулған чоңқур тарихий риштимиз болған қирғизистанниң муқимлиқи вә гүллинишигә интайин әһмийәт беримиз. парламент сайлиминиң нәтиҗисиниң дост вә қериндаш қирғизистан хәлқигә хәйрлик болушини тиләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر