министир коҗа: 5 африқа дөлитигә сайаһәт чәклимиси қойулиду

сәһийә министири фаһрәттин коҗа ну варийанти сәвәбидин ботсвана, җәнубий африқа җумһурийити, мозамбик, намбийә вә зимбабведин түркийәгә сайаһәт қилишқа рухсәт қилинмайдиғанлиқини билдүрди.

1739481
министир коҗа: 5 африқа дөлитигә сайаһәт чәклимиси қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир коҗа, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә түнүгүн елан қилған байанатида, мундақ деди: «‹ковид – 19› йуқуминиң ну варийанти сәвәбидин, ботсвана, җәнубий африқа җумһурийити, мозамбик, намбийә вә зимбабведин дөлитимизгә қуруқлуқ, һава, деңиз вә төмүр йоли арқилиқ сайаһәт қилинишиға бүгүн кечидин етибарән рухсәт қилинмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر