җумһур рәис әрдоған түркмәнистанға йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркмәнистанға йүрүп кәтти.

1739510
җумһур рәис әрдоған түркмәнистанға йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбул ататүрк айродурумидин «TRK» типлиқ мәхсус айропилан билән түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадқа қарап йолға чиқти.

әрдоған, дөләт ишлири зийаритидин кейин, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң, түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдовниң рийасәтчиликидә  28 – нойабир күни чақирилидиған «келәчәккә бирликтә қәдәм ташлаш» темилиқ  15 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду.

җумһур рәис әрдоғанниң, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдовға өткүзүп беридиған башлиқлар йиғини даирисидә, иштиракчи бир қисим әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән икки тәрәплик учришишларни елип беришиму күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر