җумһур рәис әрдоған түркмәнистанда

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «TRK» типлиқ мәхсус айропилан билән дөләт ишлири зийаритидә болидиған түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадқа йетип барди.

1739590
җумһур рәис әрдоған түркмәнистанда

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, ашхабад хәлқара айродурумида, түркмәнистан министирлар кеңишиниң муавин рәиси чари қиличов, түркийәниң ашхабад баш әлчиси тоган орал вә әлчихана хадимлири тәрипидин қарши елинди.

әрдоған, дөләт ишлири зийаритидин кейин, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң, түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдовниң рийасәтчиликидә  28 – нойабир күни чақирилидиған «келәчәккә бирликтә қәдәм ташлаш» темилиқ  15 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду.

җумһур рәис әрдоғанниң, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдовға өткүзүп беридиған башлиқлар йиғини даирисидә, иштиракчи бир қисим әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән икки тәрәплик учришишларни елип беришиму күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر