йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар измиздики һәрбий қисимни көздин кәчүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар, түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлири билән бирликтә измирдики җәнубий деңиз саһәси қоманлиқидики хизмәтләрни көздин кәчүрди.

1739317
йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар измиздики һәрбий қисимни көздин кәчүрди

түркийә авази радийоси хәвири: мудапиә министири хулуси ақар, армийә баш иштаб башлиқи генерал – полковник йашар гүләр, қуруқлуқ армийә қомандани генерал – полковник муса авсәвәр, деңиз армийәси қомандани адмирал аднан өзбал вә һава армийәси қомандани генерал – полковник һасан күчүкақйүз билән бирликтә әгә армийәси қоманданлиқ мәркизидин кейин җәнубий деңиз саһәси қоманданлиқиға барди؛ йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар генерал қадир йилдиз тәрипидин һәрбий мурасим билән күтүвелинди, министир ақар әскәрләргә салам бәрди вә хатирә дәптиригә көңүл сөзлирини йазди.

қоманданлиқниң паалийәтлири тоғрисида мәлумат игилигән ақар, һәрбий қисимниң райондики вәзипилири тоғрисида муһим йолйоруқларни бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر