әрдоған айалларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш күни мунасивити билән телеграмма тарқатти

җумһур рәис әрдоған 25- нойабир хәлқара айалларға қаритилған зораванлиқни йоқитиш күни мунасивити билән тивиттердики адресида телеграмма тарқатти.

1738995
әрдоған айалларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш күни мунасивити билән телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «25-нойабир хәлқара айалларға қаритилған зораванлиқни түгитиш күниниң, алди билән етиқадимиз, мәдәнийитимиз вә қиммәт қаришимизниң сиртидики бу мәсилиниң пүтүнләй йоқилишида түрткилик рол ойнишини үмид қилимән» деди.

җумһур рәис әрдоған 25- нойабир хәлқара айалларға қаритилған зораванлиқни йоқитиш күни мунасивити билән тивиттердики адресида телеграмма тарқитип: «кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бир қисми болған айалларға қаритилған зораванлиқ — әпсуски—  пүткүл дунйа үчүн сақлиниватқан бир мәсилә. шуни әстин чиқармаслиқимиз керәкки, ханим – қизларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш анимизниң, айалимизниң, қизимизниң һәққини, һоқуқини, иззәт – абройини қоғдаш күришидур. бу мәсилини һәр қайси тәрәпләрниң етиқади, тиришчанлиқи вә һәмкарлиқи сайисида йоқитиш мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған айалларға қаритилған зораванлиққа қарши туруш ирадисиниң қәтийлики тәкитләнгән телеграммсиида йәнә: «биз һазирғичә һәр саһәдики һоқуқ күришидә айалларниң йенида туруп кәлдуқ, буниңдин кейинму шундақ қилимиз. айалларға қаритилған зораванлиқни инсаний вә әхлақий қиммәт қаришимизни күчәйтиш арқилиқ — иншааллаһ — пүтүнләй йоқитимиз, ирадимиз қәтий» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر