түркийә-әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлири район тинчлиқи үчүн муһим

түркийә җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң икки тәрәп иқтисадий мунасивәтлирини күчәйтиш вә районлуқ һәмкарлиқ пурсәтлиридин пайдилиниш қарарлириниң қәтий икәнликини билдүрди.

1738479
түркийә-әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлири район тинчлиқи үчүн муһим

түркийә авази радийоси хәвири:  фаһрәттин алтун твиттер адресида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әбу заби вәлиәһди шаһзадиси шәйх муһәммәд бин зайид алнаһйанниң көршүши тоғрисида учур һәмбәһирлиди.

у: «бу зийарәт дөлитимизниң район тинчлиқи вә муқимлиқни орнитиш тиришчанлиқлирини испатлиған муһим зийарәт болди. сода, енергийә вә муһит саһәлиридә имзаланған келишимләр иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтиду» деди.

у келишимләрниң көп еһтийаҗлиқ болған һәмкарлиқ орнитиш нишанини техиму тәрәққий қилдурушиға вәсилә болушини үмид қилидиғанлиқини әскәртип: «түркийә районда муқимлиқ вә тинчлиқ үчүн һәр даим муһим күч болиду. хусусий ширкәтләр оттурисидики келишимләрдин башқа, аксийә базарлири вә портлиримизға мәбләғ селиш келишимлириму иқтисадий мунасивәтлиримизни күчәйтиду. алдимиздики йилларда сода мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш алдин әһмийәт беридиған муһим ишлиримизниң бири болиду. түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң иқтисадий мунасивәтләрни күчәйтиш вә районлуқ һәмкарлиқ пурсәтлиридин пайдилиниш ирадиси қәтий. буниң түркийә-парс қолтуқи мунасивәтлиридә районлуқ муқимлиқ нуқтисидин йеңи дәврниң башланғучи болидиғанлиқиға ишинимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر