файзер ширкитиниң мәхпий һөҗҗәтлири оғриланди

америка дора ширкити файзер хизмитидин истепа бәргән бир кишини вухән вируси(Kovid-19) ваксинаси вә башқа дориларға мунасивәтлик сода сирлирини өз ичигә алған нурғун мәхпий һөҗҗәтләрни сетиш вә йошуруш билән әйиблиди.

1738575
файзер ширкитиниң мәхпий һөҗҗәтлири оғриланди

түркийә авази радийоси хәвири:  германийәниң бийонтек ширкити билән бирликтә вухән вируси ваксинасини тәтқиқ қилип йасиған файзер ширкити, нурғун мәхпий һөҗҗәтниң хизмитидин истепа бәргән бир киши тәрипидин оғриланғанлиқини илгири сүрди.

«Russian Today» ниң хәвиридә билдүрүлишичә, ширкәттин айрилған чүн шйавли гогул җрийав (Google Drive) адресиға, файзер һөҗҗәтлирини өз ичигә алған 12 миң һөҗҗәтни йүклигән вә өктәбир ейиниң ахирилирида бу һөҗҗәтләрни хусусий компйутериға көчүргән.

файзер ширкитиниң байанатида, ли фамилиликта қолға чүшүргән нурғун һөҗҗәтләрниң барлиқини, әмма файзерниң ли фамилилик игә болған сода сирлири вә мәхпий һөҗҗәтләрниң толуқ даирисини һазирғичә биләлмигәнлики қәйт қилинди.

файзер ширкити йәнә, ли фамилиликниң кимлики намәлум бәш җинайәт шерики билән һәрикәт қиливатқанлиқини вә һәтта ширкәтниң бихәтәрлик хадимлирини алдаш үчүн, бир сахта хатирә компйутер ишләткәнликини билдүрди.

файзер ширкити һөҗҗәтләрниң оғриланғанлиқи байқалғандин кейин, ли фамилиликниң елихәтлири, һөҗҗәтлири вә ширкәт тәрипидин берилгән хатирә компйутеридики тор бәт зийарәтлириниң тәкшүрүлгәнликини؛ униң рәқип дора ширкити  «Xencor» билән сода қилиш үчүн көрүшкәнликиниң байқалғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر