5 террорчи қолға чүшти

сүрийәдин қанунсиз йоллар билән түркийәгә өтүшкә урунған 3 даешчи вә 2 п к к мәнсуби 5 террорчи қолға чүшти.

1738727
5 террорчи қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «хатай вә шанлиурфада вәзипә өтәватқан чегра мудапиә қисимлиримиз, сүрийәдин дөлитимизгә қанунсиз йоллар билән өтүшкә урунған 5 кишини қолға чүшүрди, тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, қолға чүшүрүлгән бу шәхсләрдин 3 иниң даешчи, иккисиниң болса бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби икәнлики ениқлап чиқилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر