абу заби вәлиәһди шаһзадиси әнқәрә зийаритини башлиди

абу заби вәлиәһди шаһзадиси шәйх муһәммәд бин зайид наһйан җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әнқәрәгә йетип кәлди.

1738156
абу заби вәлиәһди шаһзадиси әнқәрә зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: абу заби вәлиәһди шаһзадиси шәйх муһәммәд бин зайид алнаһйан әнқәрә әсәбоға айродурумида сода министири мәһмәт муш вә башқа мунасивәтлик рәһбәрләр тәрипидин күтүвелинди.

бин зайид алнаһйан җумһур рәислик сарийида рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин рәсмий мурасим билән күтүвелинди.

рәҗәп таййип әрдоған билән бин зайид алнаһйан һәйәтләр ара көрүшүштин кейин, келишимләргә имза қойиду.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң байанатида көрситилишичә, көрүшүшләрдә түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисидики мунасивәтләр барлиқ тәрәплири билән тәпсилий көздин кәчүрүлидиған болуп, өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилинидикән.

көрүшүшләрдә, икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа, районниң нөвәттики вәзийити вә хәлқаралиқ мәсилиләр үстидә өз ара пикир алмаштурулидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

бин зайид алнаһйанниң зийарити даирисидә, икки дөләт оттурисиида сода, енергийә вә муһит саһәлиридә өзара һәмкарлиқларни күчәйтидиған келишимләрдин башқа, түркийәгә бивастә селинидиған мәбләғләрни өз ичигә алған келишимләрму имзалиниду.

әрәб бирләшмә хәлипилики санаәт вә йуқири технологийә министири султан әлҗәбир бу қетимқи зийарәтниң аисасий мәқситиниң, сода-санаәт һәмкарлиқлирини күчәйтип, давамлаштурғили болидиған вә мувәппәқийәтлик селинмилар йоли билән иқтисадий қиммәтләрни йаритиш икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, түркийә билән енергийә, сәһийә, йеза игилики, қатнаш-тирансипорт, ул-әслиһә, пул-муамилә вә сайаһәтчиликтин башқа, килимат өзгириши, енергийә, су вә йемәк-ичмәк бихәтәрлики мәсилилиридә һәмкарлиқларни алға сүрүп, техиму көп мәбләғ селиш вә һәмкарлиқлар үчүн йеңи нишанларни бәлгиләшкә тәййар икәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر