түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 208 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 208 кишиигә йәтти.

1737872
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 208 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 365 миң 412 киши тәкшүрүлди вә булардин 28 миң 170 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 29 миң 353 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 19 милйон 602 миң 103 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر