түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 195 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 195 кишиигә йәтти.

1736729
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 195 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 350 миң 163 киши тәкшүрүлди вә булардин 21 миң 107 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 34 миң 290 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 119 милйон 327 миң 719 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر