түркийәниң орни натониң мәркизидә

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар түркийәниң натодики иккинчи чоң армийәси болуш сүпитидә, иттипақ мәркизидин орун алидиғанлиқини билдүрди.

1736117
түркийәниң орни натониң мәркизидә

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акарниң һәмраһлиқида, иштаб башлиқи йашар гүләр вә башқа һәрбий қоманданлар билән, 2023-йилда натониң җәң қилғучи армийә вәзиписини үстигә алидиған 3-армийә қоманданлиқ иштабини җәң һәрикити вәзиписигә тәййарлаш мәқситидә өткүзүлгән «2021-қаравул» маневирини көздин кәчүрди.

маневир өткүзүлгән көп дөләтлик җәң мәркизи қоманданлиқ иштабида мәлумат алған һулуси акар, дунйа вә район сәвийәсидә хәтәр һәмдә хирислар көпийиватқан мәзгилни баштин кәчүрүватқанлиқлирини қәйт қилди.

у хәлқаралиқ хәвпсизлик вә мудапиә тәшкилатлириниң мәсулийитиниң һәр вақиттикидин техиму еғир икәнликини әскәртип: «түркийә бир тәрәптин, террорлуқ тәшкилати даеш, әл қаидә, п к к|й п г, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати  вә башқа террорлуқ тәшкилатлириға қарши бирла вақитта күрәш қилса, йәнә бир тәрәптин, райондики хирис, хәтәр вә тәһдитләргә қарши туруш билән биргә, иттипақниң маневир, қурулмиси вә хадимлар қошуниға изчил һалда һәссә қошуп кәлмәктә. нато вә йавропаниң чегралирини террорлуқтин, һәр хил қанунсизлиқтин вә адәм әткәсчиликидин қоғдаш үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилмақта. натониң иккинчи армийәси болуш сүпитидә, иттипақниң йүкини вә барлиқ қиммәт қарашлирини ортақлишип, натони өз бихәтәрликиниң мәркизигә қойуш билән биргә, нато хәвпсизликиниң мәркизидин орун алмақта» деди.

у түркийәниң  бу йил (2021) натониң қуруқлуқ армийә қоманданлиқ вәзиписини мувәппәқийәтлик һалда ахирлаштурғанлиқини билдүрүп: «түркийә 2022-йилниң бешидин тартип толуқ һәрикәт иқтидариға игә болидиған түркийә алий тәййарлиқ сәвийәсидики деңиз армийә күчи билән 2023 вә 2028-йилида натониң деңиз армийә қоманданлиқ вәзиписини үстигә алиду. 2025-йили болса, нато һава армийә қоманданлиқ вәзиписини үстигә алиду» деди.

у иттипақдаш қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштаби, деңиз бихәтәрликини мукәммәлләштүрүш мәркизи, терорлуққа қарши туруш мәркизи, тинчлиқ үчүн ортақ тәрбийәләш мәркизи, балистик башқурулидиған бомба радар мәйдани вә йуқири сәвийәлик һава армийә һәрикити базиси қатарлиқ муһим органларниң  түркийәдә икәнлкини әскәртти.

у һәрбий маневирларниң һәрбий қисимларниң бирликтә һәрикәт қилиш иқтидарини ашурупла қалмай, өзара һәмкарлиқ мусаписиға һәссә қошуп, җәң қилиш иқтидарини тәрәққий қилдуридиғанлиқини вә иттипақниң күчини ашуридиғанлиқини билдүрүп, маневирни иҗра қилиш мусаписини пиланлаш вә әмәлийләштүрүшкә күч чиқарғанларға тәшәккүр ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر