шәнтоп өзбекистан алий мәҗлиси һәйити билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп өзбекистан алий мәҗлиси қанун турғузуш палатасиниң биринчи муавин рәиси вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән бир йәргә җәм болди.

1735970
шәнтоп өзбекистан алий мәҗлиси һәйити билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, өзбекистан алий мәҗлиси қанун турғузуш палатасиниң биринчи муавин рәиси, өзбекистан-түркийә парламентлар ара достлуқ гурупписиниң мәсули әкмәл сәйдов вә униң һәмраһлиқидики вәкилләр өмики билән (түнүгүн) түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң диван залида бир йәргә җәм болди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, өзара зийарәтләрниң икки дөләт мунасивәтлиринң тәрәққий қилиши җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «өзбекистан вә өзбек қериндашлиримиз хәлқимизниң қәлбидә алаһидә орун тутиду, парламент әзалириниңму, техиму көп көрүшүшләр вә зийарәтләр арқилиқ буниңға уйғун земин һазирлиниши үчүн ғәйрәт көрситишигә тоғра келиду.»

түркистан җуғрапийәсидә әң муһим орун тутидиған өзбекистанниң, түрк һәм ислам мәдәнийитиниң әң гүзәл йадикарлиқлириға саһибханилиқ қилиштин сирт йәнә, сийасий, иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттинму күнсери гүллиниватқан вә тәрәққий қиливатқан өзгичә дөләт икәнликини, бу әһвалниң өзбекистанниму хурсән қилидиғанлиқини әскәрткән шәнтоп, өзбекистан баштин кәчүрүватқан ислаһат вә тәрәққийат басқучиниму йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «өзбекистанниң түрк дөләтлири тәшкилатиға әза болуши бизни интайин хурсән қилди.»

 өзбекистан алий мәҗлиси қанун турғузуш палатасиниң биринчи муавин рәиси, өзбекистан-түркийә парламентлар ара достлуқ гурупписиниң мәсули әкмәл сәйдов болса, һәм хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати (түрксой) һәм түрк дөләтлири тәшкилатида бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر