чавушоғлу молдовада зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әтә молдовада дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1735173
чавушоғлу молдовада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, молдова ташқи ишлар вә йавропа бир гәвдилишиш ишлири министири нико попескуниң тәклипигә бинаән, дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әтә кишневға йетип баридиған министир чавушоғлуниң,  попеску билән көрүшкәндин сирт йәнә, молдова пирезиденти майа санду, парламент башлиқи игор гросу вә баш министири наталийа гаврилита тәрипидин қобул қилиниши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر