түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 215 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 215 кишиигә йәтти.

1734349
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 215 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 350 миң 933 киши тәкшүрүлди вә булардин 22 миң 852 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 25 миң 258 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 118 милйон 559 миң 680 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر