чавушоғлу ливан пирезиденти билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ливанниң пайтәхти бейрутта пирезидент мишел әвн тәрипидин қобул қилинди.

1734651
чавушоғлу ливан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ливан пирезиденти мишел әвн, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, «баабда сарийи» да министир чавушоғлу билән көрүшкәнликини билдүрди.

чавушоғлу, ливан пирезиденти мишел әвн билән көрүшкәндин кейин елан қилған байанатида, мундақ деди: «һөрмәтлик пирезидент әвн әпәндим билән түркийә – ливан мунасивәтлирини қандақ қилғанда йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзгили болидиғанлиқи тоғрулуқ музакирә елип бардуқ, һәм йеңи һөкүмәт қурулғанлиқи һәм   22 – нойабир ливан миллий күни болуш мунасивити билән пирезидент әвнни  тәбриклидим.»

у, кейинчә парламент башлиқи нәбиһ бәрри билән көрүшти.

чавушоғлу, ливандики учришишлири даирисидә, баш министир нәҗиб мийқати, вә ташқи ишлар министири абдуллаһ буһабиб биләнму бир йәргә җәм болидиғанлиқини ейтти.

министир чавушоғлу, түнүгүн бейрутқа йетип барғандин кейин, алди билән ливан сода – иқтисад министири әмин сәлам билән көрүшкән, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, «иқтисадий муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн ливан билән давамлиқ һәмкарлиқ орнитимиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر