түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 189 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 189 кишиигә йәтти.

1733838
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 189 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 346 миң 642 киши тәкшүрүлди вә булардин 21 миң 624 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 20 миң 550 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 118 милйон 367 миң 35 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر