мәвлут чавушоғлу әтә ливанда зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу әтә ливанда зийарәттә болиду.

1733925
мәвлут чавушоғлу әтә ливанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, мәвлут чавушоғлуниң зийарити даирисидә елип берилиидиған учришиш вә музакириләрдә, ливан билән болған өзара мунасивәтәрни охшимиған саһәләрдә техиму тәрәққий қилдуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр билән райунлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләрниң  музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң зийарити даирисидә, ливан ташқи ишлар министири шәрбил вәһбе билән көрүшкәндин башқа йәнә, ливан пирезиденти мишәл авн, парламент башлиқи нәбиһ бәрри вә баш министир нәҗип миқати биләнму көрүшидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر