түркийәниң йаңрақ садаси TRT World қурулғанлиқиниң алтинчи йилини тәбриклимәктә

түркийәниң садасини дунйаға аңлитип келиватқан телевизийә қанили TRT World қурулғанлиқиниң алтинчи йилини тәбриклимәктә.

1726774
түркийәниң йаңрақ садаси TRT World қурулғанлиқиниң алтинчи йилини тәбриклимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо- телевизийә идариси – т р т, дөләт миқйасидила әмәс, хәлқара сәһнидиму битәрәп вә утуқлуқ хәвәрчилик чүшәнчисини бойлап алға бесишни давамлаштурмақта.

бу чүшәнчиниң мәһсули болған һәмдә қурулған күнидин буйан дунйаниң алдинқи қатардики районлири вә қизиқ нуқтилирида йүз бәргән вәқәләрни инсанни мәркизий орунға қойған һалда көрүрмәнлиригә сунуп, дунйа хәвәрчилик саһәсидә өзгичә сада болушқа мувәппәқ болған TRT World, қурулғанлиқиниң алтинчи йилини тәбриклимәктә.

қурулуш хатирә күнидә иҗтимаий таратқудики адресида тәбрик телеграммиси тарқатқан т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи: «түркийәниң тунҗи инглизчә қанили TRT World алтә йашқа кирди. дунйаниң һәрқайси җайлиридики зулумға учриғучиларниң йаңрақ садаси болушни вә өзгиришкә илһам беришни давамлаштуримиз. йашисун TRT World » дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر