җумһур рәис әрдоған римдики учришишлирини башлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған италийәниң пайтәхти римда чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дер лейенни қобул қилди.

1726869
җумһур рәис әрдоған римдики учришишлирини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаниң алдинқи қатардики 20 чоң иқтисадий күчиниң рәһбәрлири билән хәлқара тәшкилатларниң вәкиллирини бир йәргә җәм қилидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини италийәниң пайтәхти римда башланди.

20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәиси италийәниң новола қурултай мәркизидә уйуштурған башлиқлар йиғининиң ечилиши саһибхан баш министир марийо дирагиниң меһманлирини қарши елиши билән башланди.

дираги түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ меһманларни ишик алдида бирму - бир күтүвалди, арқидин меһманлири билән бирликтә аилә фото – сүрити тартилди.

ковид – 19 йуқумидин кейин тунҗи қетим йүзтуранә чақирилған йиғинда рәһбәрләр сәһийә хадимлири биләнму фото – сүрәткә чүшти, җапалиқ хизмәтлири үчүн уларни алқишлиди.

җумһур рәис әрдоған йиғинға иштирак қилған америка пирезиденти җо байдин, әнглийә баш вәзири  борис җонсон, германийә баш министири ангела меркел, һиндистан баш министири нарендра моде вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррес билән сөһбәтләшти.

башлиқлар йиғининиң биринчи күнидә «йәр шари иқтисади вә йәр шари сағламлиқи» темилиқ музакирисини башлиди.

йиғиндин кейин айрим учришишлирини башлиған җумһур рәис әрдоған, йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дер лейенни қобул қилди.

йиғинда, йуқум мәзгилидә иқтисадниң әслигә келиши, ваксина әмләш паалийити вә йуқум мәзгилидики саламәтликкә мунасивәтлик гәвдилик тәрәққийатлар музакирә қилиниду.

җумһур рәис  әрдоған «техиму йахши әслигә келиш үчүн кичик типтики карханилар билән айаллар игидарчилиқидики карханиларни қоллаш» темилиқ йиғини вә чүшлүк зийапәткә иштирак қилиду.

италийә баш министири марийо дираги саһибханлиқидики мәдәнийәт паалийитигә иштирак қилидиған әрдоған, арқидин италийә пирезиденти сергийо маттарелланиң вәкилләр өмәклири башлиқлириға беридиған  кәчлик зийапәткиму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر