әрдоған 29-өктәбир тәбрик телеграммисини елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: деди.

1726498
әрдоған 29-өктәбир тәбрик телеграммисини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 29-өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән елан қилған видео телеграммисида: <<мәмликәт ичидә вә мәмликәт сиртида йашайдиған пуқралиримиз билән шанлиқ тарихимизниң алтун һалқилиридин бири болған шәрәплик күнимизни биз билән бирликтә ортақлашқан барлиқ достлиримизниң 29-өктәбир җумһурийәт байримини тәбрикләймән. җени бәдилигә бу вәтәнни бизгә аманәт қилған әзиз шеһитлиримизға аллаһтин рәһмәт тиләймән. охшаш муқәддәс дәва үчүн күрәш қилғанда, ғазилиқ шәрипигә еришкәнләргә шәхсим, дөлитим вә хәлқим намидин рәһмитимни билдүримән>> деди.

у елан қилинғанлиқиниң 98-йиллиқида, җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк билән қәһриман сәпдашлирини миннәт билән хатирилигәнликини әскәртип, сөзини мундақ давамлаштурди:

<<җумһурийитимизниң 100-йиллиқи (2023) упуқта ениқ көрүнгән бир пәйттә, һечқандақ күчниң, һечқандақ мәйнәт сенарийәниң, түркийәни ақситишни мәқсәт қилған һәр қандақ номуссиз һуҗумниң, бизни йолимиздин тохтитишиға рухсәт қилмаймиз. пүткүл хәлқ әң чоң ишәнчимиз болған иттипақлиқимизға, баравәрликимизгә вә қериндашлиқимизға мәһкәм есилип, улуғ вә күчлүк түркийә дәвамизни әмәлгә ашуруш үчүн күрәш қилимиз. қиливатқан бу муқәддәс күрәштә, миллий күрәшни ғәлибигә ериштүргән, җумһурийитимизға һайат беғишлиған полат ирадә, 98 йилдин буйан қилғанға охшаш, бүгүнму башламчилиқ қилишни давамлаштуриду.>>



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر