әрдоған: <<йетәрлик, озуқлуқ қиммити йуқири вә бихәтәр йемәкликкә еришиш һәммә кишиниң һоқуқи>>

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йетәрлик, озуқлуқ қиммити йуқири вә бихәтәр йемәкликкә еришишниң һәммә киши үчүн асасий һәқ-һоқуқ икәнликини ейтти.

1725692
әрдоған: <<йетәрлик, озуқлуқ қиммити йуқири вә бихәтәр йемәкликкә еришиш һәммә кишиниң һоқуқи>>

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилати 8-қетимлиқ йемәк-ичмәк бихәтәрлики вә йеза игилики тәрәққийатиға мәсул министирлар конферансиға видео әвәтти.

рәҗәп таййип әрдоған видеода, дунйа нопусиниң көпийишигә әгишип, йемәк-ичмәк тәлипиниңму күндин-күнгә ешиватқанлиқини әскәртип, тәбиий апәтләр, су қислиқи, от апәтлири, сәл, қурғақчилиқ қатарлиқ килимат өзгиришиниң сәлбий тәсирлириниң йемәк-ичмәк мәнбәлирини бузғунчилиққа учратқанлиқини қәйт қилди.

у вухән вируси (Kovid-19) ниң йеза игиликидики еһтийаҗ-тәләп тәңпуңлуқини бузуп ташлиғанлиқини, тәминләш зәнҗирлиридә үзүлүшкә сәвәп болғанлиқини  вә дунйа нопусиниң тәхминән %10 ниң ачарчилиққа дуч кәлгәнликини байан қилди.

у дунйаниң бир тәрипидә 810 милйон киши әң асасий йемәк-ичмәк маддилириға еришәлмигән бир вақитта, йәнә бир тәрәптә чоң сәрмайә хоҗайинлириниң бир қанчә минутлуқ аләм сайаһити үчүн йүз милйонларчә доллар хәҗләватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. у мундақ деди:

<<учур-алақә тез тәрәққий қилған, дунйа бир йезиға айланған мушундақ вақитта, һечким башқилардин мениң немә карим дейәлмәйду. йетәрлик, озуқлуқ қиммити йуқири вә бихәтәр йемәкликкә еришиш алаһидә имтийаз әмәс, бәлки һәммә киши үчүн асасий һәқ-һоқуқ һесаблиниду. ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси болуш сүпитимиз билән, техиму адил дунйа үчүн авазимизни йуқири көтүрүш, инсанийәт үчүн зөрүр мәсулийитимиздур. әлвәттә, буниң үчүн алди билән оттуримиздики һәмкарлиқ вә иттипақлиқни күчәйтишимиз муһим әһмийәткә игә.>>

у ахирида, кәң көләмдә териқчилиқ қилғили болидиған йәрлири, килимат вә җуғрапийәлик алаһидилики сайисида йеза игилики мәһсулатлирида дунйада алдинқи орунда туридиған түркийәниң тәҗрибә-савақлиридин пайдилинишни үмид қилидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر