түркийә ирақниң дийалә вилайитидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ирақниң дийалә вилайитидики бир йезида террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин елип берилған һуҗумни әйиблиди.

1725744
түркийә ирақниң дийалә вилайитидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, ирақниң дийалә вилайитидики бир йезида террорлуқ тәшкилати даеш мәнсуби террорчилар тәрипидин түнүгүн кечә елип берилған һуҗумда көп санда кишиниң қаза қилғанлиқи вә йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт ирақ хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»

террорлуқ тәшкилати даешниң, ирақниң дийалә вилайитидики  бир йезиға һуҗум қилиши нәтиҗисидә, бир айални өз ичигә алған 11 киши қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر