ливандики түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддити узартилди

ливандики түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддитини 1 йил узартиш нишан қилинған қарарнамә түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң тәстиқидин өтти.

1725502
ливандики түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң, ливанда турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати вақитлиқ вәзипә өтәш күчигә йардәм бериватқан түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддитини бир йил узартиш нишан қилинған қарарнамә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишида музакиригә қойулди.

һәрқайси сийасий партийәләрниң вәкиллири сөз қилғандин кейин авазға қойулған қарарнамә, қобул қилинди.

шуниң билән, түркийәниң, ливанда турушлуқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати вақитлиқ вәзипә өтәш күчигә йардәм бериватқан түркийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддити, 31 – өктәбирдин етибарән бир йил узартилған болди.

түнүгүн, түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә, түркийә армийәсиниң зөрүр тепилғанда чегра һалқиған һәрбий һәрикәт елип бериш вә мудахилидә болуш үчүн ирақ вә сүрийәгә әвәтилиши мәсилисидә җумһур рәисқа берилгән һоқуқниң муддитини 2 йил узартишқа мунасивәтлик қарарнамәму қобул қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر