хулуси ақар сербийәлик мәнсәпдиши билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар сербийәниң муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири небоҗса стефанович билән көрүшти.

1725907
хулуси ақар сербийәлик мәнсәпдиши билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: хулуси ақар мәнсәпдиши стефановични дөләт мудапиә министирликидә һәрбий мурасим билән қарши алди.

икки министир дәсләптә айрим көрүшти, андин һәйәтләр ара  сөһбәткә рийасәтчилик қилди.

учришишта өзара вә район характерлиқ мудапиә, бихәтәрлик вә мудапиә санаитидики һәмкарлиқ мәсилилиридә пикир алмаштурулди.

хуласи ақар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән сербийә пирезиденти александар вучич тәрипидин сизилған рамка ичидә, икки дөләт оттурисики мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилиригә алақидар мунасивәтләрниң тәрәққийатиниң тез сүрәттә давамлишидиғанлиқини билдүрди.

түркийә билән сербийә оттурисидики диалогниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға төһпә қошидиғанлиқини тилға алған хулуси ақар, балқан районидики тинчлиқ вә муқимлиқниң түркийә әһмийәт беридиған муһим ишларниң бирси икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر