җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанда

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бир күнлүк хизмәт зийаритидә болуш үчүн әзәрбәйҗанға йетип барди.

1725226
җумһур рәис әрдоған әзәрбәйҗанда

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған олтурған айропилан, әзәрбәйҗан ишғалдин азад қилған терротерийәләрдә бәрпа қилған тунҗи айродурум болған фузули хәлқара айродурумиға қонди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин қизғин қарши елинған җумһур рәис әрдоған, олтурған айропилани фузули хәлқара айродурумиға қонған тунҗи дөләт башлиқи болди.

йеңи  айродурумниң ечилишида линта кәскән җумһур рәис әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, кейинчә, айродурум бинасини айлинип, алақидар тармақлардин айродурум һәққидә учур игилиди.

җумһур рәис әрдоған, зийарити даирисидә әлийев билән бирликтә әһмәдбәйли – фузули – шуша, әһмәдбәйли – хорадиз – минҗиван – ағбәнд дөләтлик таш йоли қурулушини ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнашти.

игилинишичә, икки рәһбәр, зәнгиланда түркийәниңму  төһпилири арқилиқ бәрпа қилинидиған әқиллиқ йеза игилик райони қурулушини ишқа кириштүрүш мурасимлириға қатнишидикән.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити даирисидә, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири көздин кәчүрүлидикән, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән.

учришишларда, икки дөләт мунасивәтлиридин сирт йәнә, күндилик, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر