ақар америка дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири ллойид җәмйс астин билән көрүшти.

1723294
ақар америка дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған нато қараргаһидики түрлүк учришишлири даирисидә, алди билән әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлес билән көрүшти, андин америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири ллойид җәмйс астин билән бир йәргә җәм болди.

учришишта, италийәниң пайтәхти римда 30 – 31 – өктәбир күнлири чақирилидиған 20 – г гуруһи башлиқлар йиғини һарписида иҗабий күнтәртип шәкилләндүрүш үчүн тегишлик тиришчанлиқларни көрситиш тоғрулуқ музакирә елип берилди.

кейинчә, гиретсийә дөләт мудапиә министири николас панагийотопулос билән көрүшкән министир ақар, түркийә - гиретсийә оттурисидики ишәнчни күчәйтиш тәдбирлири даирисидә пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлүши пиланлиниватқан 4 – қетимлиқ йиғин үчүн гиретсийә һәйитиниң күтүлүватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر