әрдоған «йилтизи чоңқур өтмүш, күчлүк келәчәк» мунбиридә сөз қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «биз мудапиә санаити вә һәрбий ишларда пүтүнләй чәт әлликләргә тайанмиғандәк, учур-алақә мәсилисидиму башқиларға һавалә қилалмаймиз» деди.

1723518
әрдоған «йилтизи чоңқур өтмүш, күчлүк келәчәк» мунбиридә сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәислик учур-алақә идариси саһибханлиқ қилған «йилтизи чоңқур өтмүш, күчлүк келәчәк» темисидики «түркийә кеңиши ахбарат мунбири» истанбулда башланди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған синлиқ учур билән мунбәргә қатнашти вә мундақ деди:

<< рәқәмлик фашизмниң бузғунчилиқ тәсиридин қанчилик тәрәққий қилған болушидин қәтийнәзәр, һеһқандақ дөләт йаки җәмийәт әркин әмәс. түрк дунйаси рәқәмлик фашизмдин башқа, хәлқара таратқуларниң қош өлчимидин издирап чәкмәктә. болупму 44 күн давамлашқан тағлиқ қарабағ урушида көргән икки йүзлимичилик позитсийәси, мәсилиниң дөлитимиз нуқтисидин ейтқанда қанчилик муһим икәнликини оттуриға қойди. әрменийә армийәсиниң пуқраларни нишан қилған қирғинчилиқи вә баллистик башқурулидиған бомба һуҗуми күнтәрипкә кәлмиди. таратқуларниң мустәқиллиқи вә обйектиплиқи һәққидә сөзләйдиған хәлқара ахбарат органлири әрменийәниң рәсмий ахбарат оргини сүпитидә һәрикәт қилди.>>

у қарабағ урушида дөләтлиримиз вә түрк дунйасиға мунасивәтлик һәқиқәтләргә қарши иҗра қилинған ахбарат ембаргосиниң һәм биринчи мисали һәмдә әң ахирқиси әмәсликини билдүрүп, сөзини мундақ давамлаштурди:

»биз аталмиш ​​ирқий қирғинчилиқ әйибләшлирини өз ичигә алған тарихимизни, дөләт бихәтәрликимизни вә миллитимизниң мәнивий байлиқлирини нишан қилған нурғун мәсилиләрдә охшаш позитсийәгә дуч келиватимиз. аччиқ кәчүрмишлиримизгә асасән, биз һәммимиз бу һәқиқәтни ениқ көрәләймиз. биз мудапиә санаити вә һәрбий ишларда пүтүнләй чәт әлликләргә тайанмиғандәк, учур-алақә мәсилисидиму башқиларға һавалә қилалмаймиз. бизгә даим кишилик һоқуқ, демократийә вә әркинлик савақлирини өгитидиғанларниң виҗдани вә кәспий әхлақиға ишинәлмәймиз. биз башқа истратегийәлик мәсилиләрдикигә охшаш, чоқум ахбарат вә учур-алақә җәһәттә өзимизни оператсийә қилишимиз керәк«

у: «биз түркийә дунйаси болуш сүпитимиз билән, бу җәһәттә тәшәббускарлиқ билән тәҗрибилиримизни ортақлишишимиз, күчимизни бирләштүрүшимиз вә қолимиздики имканийәтләрдин үнүмлүк усулда пайдилинишниң йоллирини издишимиз керәк. ишинимизки, биз <йилтизи чоңқур өтмүш, күчлүк келәчәк> темисида тәшкиллигән мунбәр, бизгә бу нуқтида күчлүк сәһнә һазирлап бериду. мунбәрниң вәсилиси билән, түрк дунйасидики өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни, бир-биримизгә болған ишәнчни мустәһкәмләшни, йалған учурларға қарши күрәш, учур бихәтәрлики, миллий учур технологийәлири һәрикити, ортақ мәдәнийәтни алдинқи орунға қойған кино-телевизийә йүрүшлүк түрлири қатарлиқ мәсилиләрдә һәмкарлиқимизни күчәйтишни халаймиз. һалқилиқ пәйттә вә иқтидарлиқ кишиләрниң қатнишиши билән өткүзүлгән мунбәрниң, бизни бу нишанларға бир қәдәм йеқинлаштурушини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر