түркийә – җәнубий корейә оттурисида 2 келишим имзаланди

дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу җәнубий корейә ташқи ишлар министири чуң әййоң билән икки йеңи келишим имзалиди.

1723487
түркийә – җәнубий корейә оттурисида 2 келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, түрлүк учришишларда болуш үчүн йетип барған җәнубий корейәниң пайтәхти сеулда, җәнубий корейә дипломатийә министири чуң әййоң билән һәйәтләр ара учришишларни елип барди.

учришишлардин кейин, икки дөләтниң дипломатийә министирлири, йеңиланған қош баҗ түзүминиң алдини елиш вә пән-техника саһәлиридә икки йеңи һәмкарлиқ келишимини имзалиди.

кейинчә, җәнубий корейә баш министири ким бокийум тәрипидин қобул қилинған чавушоғлу, йәнә, җәнубий корейәлик бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сабиқ баш катипи бан кимон биләнму бир йәргә җәм болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر