қибрис түрклириниң игилик һоқуқи вә хәлқара орни бекитилмәй туруп, сөһбәт башланмайду

түркийә, гиретсийә, җәнубий қибрис рум һакимийити вә мисир оттурисида өткүзүлгән рәһбәрләр учришишидин кейин, «һәм түркийәниң һәмдә қибрис түрклириниң шәрқий ақдеңиздики һәқ- һоқуқлирини қоғдашниң қәтий давамлишидиғанлиқи» ни билдүрди.

1722336
қибрис түрклириниң игилик һоқуқи вә хәлқара орни бекитилмәй туруп, сөһбәт башланмайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи үч тәрәпниң байанатиға наразилиқ билдүрүп байанат елан қилди.

ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, түнүгүн (2021-йили 19-өктәбир) гиретсийә , мисир вә җәнубий қибрис рум һөкүмити рәһбәрлириниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән үч тәрәп башлиқлар йиғинидин кейин елан қилинған байанатниң, гиретсийә-рум икки тәрәпниң түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийитигә қаратқан дүшмәнлик сийаситиниң йеңи намайәндиси икәнлики әскәртилди. бу байанатқа мисирниңму қошулушиниң болса, қаһирә һөкүмитиниң шәрқий ақдеңизда һәмкарлишалайдиған тоғра йәрни техи биләлмигәнликини көрситидиғанлиқи қәйт қилинди.

<<шәрқий ақдеңизда түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити болмай туруп һечқандақ һәрикәтниң мувәппәқийәткә еришәлмәйдиғанлиқини достларғиму, дүшмәнләргиму көрсәттуқ>> дейилгән байанатта, түркийәниң райондики дөләтләр арисида өзара һәмкарлиқни күчәйтидиған енергийә лайиһәлирини қоллиғанлиқини, әмма бу лайиһәләрниң түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ-һоқуқи һәмдә мәнпәәтлирини нәзәрдин сақит қилмаслиқи, әксичә кәң даирилик болуши керәклики әскәртилди.

байанатта, үч тәрәп байатиниң дәл әксичә, райондики җиддийликниң асаслиқ мәнбәсиниң гиретсийә-җәнубий қибрис рум һакимийитиниң қанунсиз деңиз чегра тәләплири вә қибрис түрклирини йоқ һесаблаш икәнлики тәкитләнди. байанатта йәнә, бу икки тәрәпниң шәрқий ақдеңизда җиддийлик пәйда қилиш үчүн, түркийәниң деңиз тәвәликигә хилаплиқ қилған күнләрдә зөрүр җавабниң берилип, һәм түркийәниң һәмдә қибрис түрклириниң һәқ-һоқуқлириниң давамлиқ қәтий қоғдилидиғанлиқиниң билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта мундақ дәп көрситилди:

«аралдики пакитларни рәт қилидиған қараш, қибрис мәсилисиниң һәл қилинишиға төһпә қошалмайду. биз қибрис түрк хәлқиниң игилик һоқуқ баравәрлики вә баравәр хәлқара орни бекитилмәй туруп, йеңи сөһбәт мусаписиниң башлинишиниң мумкин болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим әскәртимиз.

ундин башқа, бир қатар қанунсиз гуруппиларни қоллиши билән ливийәниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқарған бу дөләтләрниң, әмдиликтә биз ливийәниң қанунлуқ һөкүмити билән имзалиған келишимләрни һуҗум нишани қилиши, алди билән ливийәниң мәнпәәтлиригә вә игилик һоқуқиға һөрмәтсизлик қилғанлиқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر