түркийә нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә нигерийәниң сокото өлкисидики бир базарда йүз бәргән қораллиқ һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1721643
түркийә нигерда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, 2021 – йили 18 – өктәбир нигерийәниң сокото өлкиси горонйо районидики бир қайнақ базарда садир қилинған террорлуқ һуҗумида кәм дегәндә 43 адәмниң қаза қилғанлиқи вә нурғун адәмниң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә вақип болғанлиқини билдүрди.

байанатта: «бу қәбиһ террорлуқ қилмишини қаттиқ әйибләймиз, һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлири билән дост вә қериндаш нигерийә хәлқи вә һөкүмитидин сәмимий һал сораймиз, йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашмиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر