түркийә хәлқаралиқ тәртиптики қийинчилиқларға җаваб тепиш үчүн қәдәм ташлиди

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун дунйави мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепиш керәкликини әскәртип, түркийәниң хәлқаралиқ тәртиптики қийинчилиқларға җаваб тепиш үчүн қәдәм ташлиғанлиқини билдүрди.

1721958
түркийә хәлқаралиқ тәртиптики қийинчилиқларға җаваб тепиш үчүн қәдәм ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун <<күч вә парадокс:21-әсирдә бүйүк истратегийәни чүшиниш>> темиси астида башланған 5-қетимлиқ <<2021 т р т ворлд мунбири>> ға видео әвәтти.

у вухән вируси (Kovid-19) киризисиниң дунйаға соғуқ уруш ахирлашқандин буйанқи әң начар вақитта тәсир көрсәткәнликини билдүрүп, 2020-йилида дунйаниң охшимиған җайлирида нурғун хәлқаралиқ тоқунушларға чарә тепилмиғанлиқини қәйт қилди.

у мәзкур мусапиниң дөләтләрниң узун муддәтлик истратегийәләрни түзүшини вә диққитини  дунйави тәһдитләргә қарши күрәшкә мәркәзләштүрүшни қийинлаштурғанлиқини әскәртти.

у хәлқаралиқ тәшкилатларниң инсаний балайи-апәтләрдин килимат өзгиришигичә болған дунйави мәсилиләрни техиму үнүмлүк һалда муһакимә қилиш үчүн тез сүрәттә ислаһат қилишқа еһтийаҗлиқ икәнликини тәкитлиди.

түркийәниң хәлқаралиқ системидики қийинчилиқларни көзитип келиватқанлиқини вә буларға җаваб тепиш үчүн қәдәм ташлиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

<<җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә, ташқи сийасәт истратегийәмизни пәқәт муһим хәвпсизлик қайғулиримизғила әмәс, бәлки районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләргә һәл қилиш чариси тапидиған шәкилдә ислаһ қилдуқ. йеқин әтрапимиздики тоқунушларни һәл қилишни, ташқи сийаситимиздә алдин әһмийәт берилидиған мәсилиләр қатаридин қилдуқ. түркийә ташқи сийаситиниң түзгүчилири сүрийә, ливийә вә ирақтики тоқунушларни һәл қилиш үчүн охшимиған паалийәтләрни қилди. буниңдин башқа, ақдеңиз вә әзәрбәйҗан-әрменийә ихтилапини өз ичигә алған һалда барлиқ киризис саһәлиридә мунасивәтлик тәрәпләрни дийалог вә иҗабий дипломатийәгә иштирак қилишқа дәвәт қилдуқ. һөрмәтлик җумһур рәисимиз һәр қайси дөләтләргә бу саһәләрдики ихтилапларни музакирә қилиш вә һәл қилиш үчүн хәлқаралиқ конферанслар өткүзүшни чақириқ қилди>> деди.

у киризис вақитлирида дәриҗидин ташқири күчләрниң башламчилиқ роли ойнашни сақлап олтурушниң орниға, нишанға йетиш үчүн башқа хәлқаралиқ күчләрни бирләштүрүш керәкликини тәкитләп, т р т ворлд мунбиридики нутуқ вә муназирәләрниңму, бу нишанларға йетишкә йардәм қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر