йавропа иттипақи түркийәниң ваксинасини етирап қилиду

түркийәниң йавропа иттипақидин башқа йәнә 12 дөләт билән вухән вируси (ковид-19)  ваксинаси гуваһнамисини өзара етирап қилишидиған болғанлиқи елан қилинди.

1720860
йавропа иттипақи түркийәниң ваксинасини етирап қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң вухән вируси (ковид-19)  ваксинаси гуваһнамиси йавропа иттипақидин башқа йәнә 12 дөләттә  етирап қилиниду.

муавин ташқи ишлар министири йавуз сәлим киран вухән вируси йуқуминиң тәсирини йиңиш үчүн үнүмлүк дипломатийә елип бериливатқанлиқини тәкитләп, түркийәниң йавропа иттипақидин башқа йәнә 12 дөләт билән вухән вируси ваксинаси гуваһнамисини етирап қилишқа  алақидар орунлаштурушларни қилғанлини ейтти.
йавуз сәлим киран твиттерда һәмбәһирлигән учурида: «йуқумниң тәсирини тездин арқида қалдуруш үчүн, үнүмлүк дипломатийә елип бармақтимиз. ваксина әмләш пирограммиимизни вә йавропа иттипақиға мас келидиған башқа дөләтләр ара сайаһәтләрни асанлаштуруватимиз» дегән ибариләрни ишләтти.
йавропа иттипақидин башқа йәнә, түркийә билән ваксина гуваһнамисини етирап қилишқан дөләтләрниң, «албанийә, булғарийә, һиндинозийә, пәләстин, маракәш, гирузийә, шивейтсарийә, йапонийә, қазақистан, қирғизистан, венгрийә, молдова, сербийә , украина вә гиретсийә» икәнликини билдүрди.
йавропа иттипақиниң диҗитал гуваһнамә системисиға киргүзүлгәндин кейин, түркийәниң  ваксина гуваһнамиси йавропа иттипақиға әза дөләтләрдә етирап қилинмақта иди.
бу орунлаштуруштин илгири, түркийә йавропа иттипақиға әза венгрийә, булғарийә вә гиретсийә билән  ваксина гуваһнамисини өзара етирап қилиш келишими түзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر