әрдоғанниң ангола зийарити башланди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған африқа зийаритиниң биринчи бекити болған анголаниң пайтәхти луандаға йетип барди.

1720988
әрдоғанниң ангола зийарити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «луанда кворто де февирейро хәлқара айродуруми» (LuandaQuatro de Fevereiro) да, ангола ташқи ишлар министири тәте антонийо (Tete Antonio) вә түркийәниң луандада турушлуқ баш әлчиси алпай тәрипидин қизғин күтүвелинди.

рәҗәп таййип әрдоғанниң рәсмий көрүшүшлири бүгүн (2021-йили 18-өктәбир) башлинидиған болуп, ангола пирезиденти жоа гончалвес лоренчо (Joao Manuel Gonçalves Lourenço) тәрипидин пирезидентлиқ сарийида мурасим билән күтүвелиниду. икки рәһбәр айрим вә һәйәтләр ара сөһбәтләрдин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

рәҗәп таййип әрдоған ангола парламентида нутуқ сөзләйду. доктор антонийо агостинхо нето (AntonioAgostinho Neto) ниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойиду. ташқи иқтисад мунасивәтлири кеңишиниң ангола-түркийә сода мунбириға қатнишиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر