шәнтоп алҗирийәликләрниң қәтл қилинишиға наразилиқ билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп фирансийәниң йүзләрчә алҗирийәлик намайишчини қәтл қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

1721031
шәнтоп алҗирийәликләрниң қәтл қилинишиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, фирансийәниң 1961 – йили йүзләрчә алҗирийәлик намайишчини қәтл қилғанлиқиниң хатирә күни мунасивити билән, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә түрк, фирансуз вә әрәб тиллирида елан қилған байанатида, фирансийәниң, 1961 – йили 17 – өктәбир күни парижда 300 дин артуқ алҗирийәлик намайишчини өлтүргәнликини қәйт қилди, һәмдә алҗирийә парламент башлиқи ибраһим бугалиниң, «бу қәтлиамлар фирансийәниң пешанисидә номус дағ сүпитидә мәңгү қалиду, инсанийәткә қарши җинайәтләр һәргизму заман чәклимиси билән өзини йошуруп қалалмайду» тәриқисидики сөзлирини нәқил кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر