ангела меркел түнүгүн әрдоған билән көрүшти

германийә баш министири ангела меркел түнүгүн (2021-йили 16-өктәбир) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәнликини иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлиди.

1720786
ангела меркел түнүгүн әрдоған билән көрүшти


түркийә авази радийоси хәвири: германийә һөкүмәт байанатчиси стеффен сейберт твиттерда баш министир меркелниң түркийә зийарити һәққидә учур һәмбәһирлиди.
учурда: «түркийә зийарити һәққидә учур… җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған баш министир меркелниң зийаритини қобул қилди.  учришиш (истанбул) да тарихи тарабйа районида өткүзүлди» дейилди.
меркел вә җумһур рәис әрдоғанниң һубәр сарийидики сәмимий һалда чүшкән фотографлириға орун берилгән учурда, меркелниң ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзлиридин хуласиләр һәмбәһирләнди.
һәбәһирләнгән учурда: «баш министир меркел җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән охшимиған темилардин башқа йәнә, германийәдә йашаватқан 3 милйондин артуқ түрк хәлқи һәққидә шундақла килиматни қоғдашниң дунйави әһмийити һәққидә сөһбәтләшти» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر