меркел түркийәгә йетип кәлди

германийә баш министири ангела меркел җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәгә кәлди.

1720523
меркел түркийәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән истанбулдики хубәр сарийида көрүшидиған болуп, учришишта, түркийә – германийә мунасивәтлири әтраплиқ көздин кәчүрүлидикән, һәмкарлиқни күчәйтиш йолида ташлашқа болидиғанлар қәдәмләр тоғрисида пикир алмаштурулидикән.

икки рәһбәрниң күнтәртипидә, икки дөләт мунасивәтлири билән бирликтә, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, ливийә, сүрийә вә афғанистан қатарлиқ район вә хәлқаралиқ мәсилиләрму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر