меркел әтә түркийәдә хизмәт зийаритидә болиду

германийә баш министири ангела меркел әтә (2021-йили 16-өктәбир) түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә хизмәт зийаритидә болиду.

1720126
меркел әтә түркийәдә хизмәт зийаритидә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик учур-алақә идариси германийә баш министири ангела меркелниң түркийәдә хизмәт зийаритидә болидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, учришишлар истанбулда өткүзүлидиған болуп, түркийә билән германийә оттурисидики мунасивәтләр тәпсилий көздин кәчүрүлидикән. буниңдин башқа, өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш үчүн бесишқа мумкин болидиған қәдәмләр, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири, ливийә, сүрийә вә афғанистанни асас қилған һалда районлуқ һәмдә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинидикән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر