дөләт мудапиә министири ақар полшада

дөләт мудапиә министири хулуси ақар варшавада полша дөләт мудапиә министири мариус биласзак билән көрүшти.

1720343
дөләт мудапиә министири ақар полшада

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, полша дөләт мудапиә министири биласзакниң рәсмий тәклипигә бинаән йетип барған пайтәхт варшавада алди билән  маршал пилсудски мәйданидики мәҗһул әскәр абидисини зийарәт қилди, һәмдә абидигә гүлчәмбирәк қойди, һөрмәттә турди вә абидә мәхсус дәптирини имзалиди.

министир ақар, бу йәрдә өткүзүлгән мурасимдин кейин, полша дөләт мудапиә министирлиқиға өтти. министирлиққа келишидә полша дөләт мудапиә министири биласзак тәрипидин ақар үчүн рәсмий мурасим өткүзүлди.

мурасимдин кейин, ақар билән биласзак алди билән айрим көрүшти, дндин һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر